афғанистанда сайлам өткүзүлиду

афғанистан хәлқи әтә (2019-йили 28-сентәбир) талибанниң һуҗуми вә бихәтәрлик тәһдити давамлишиватқан болсиму, талибан һакимийити ағдурулғандин кейин өткүзүлидиған төтинчи қетимлиқ сайламда беләт ташлайду.

1277431
афғанистанда сайлам өткүзүлиду

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан хәлқи талибан һакимийити ағдурулғандин кейинки төтинчи қетимлиқ сайламда йеңи пирезидентни сайлаш үчүн беләт ташлайду. тәхминән 13 милйон сайлиғучи бар афғанистанда, 9 милйон 600 миң киши беләт ташлаш үчүн өзини тизимға алдурди.

афғанистан әркин вә адил сайлам вәхпи тәййарлиған йеңи доклатқа асасланғанда, бихәтәрлик сәвәбидин әтә өткүзүлидиған сайламға тизимлатқан кишиләрниң йериминиң қатнашмаслиқи мумкин икән. буниңдин башқа, сани интайин көп болған дөләт ичидики мусапирларниң беләт ташлаш һоқуқи йоқ икән.

2014-йили өткүзүлгән пирезидентлиқ сайлимида 8 милйондин артуқ киши беләт ташлиған иди.

афғанистанда көп санлиқни игиләйдиған етник милләтләрниң вә уларниң рәһбәрлириниң қоллишини қолға кәлтүргән һазирқи пирезидент әшрәф ғени билән иҗраийә кеңишиниң рәиси абдуллаһ абдуллаһ, 15 намзатниң алдинқи қатаридин орун алди.

пәшту миллитидин болған әшрәф ғени, муавин пирезидент вә һазар рәһбәрлиридин болған сәрвәс даниш, таҗик миллитидин болған истихбарат идарисиниң сабиқ башлиқи әмруллаһ салиһ вә афғанистан түрклириниң вәкили болған содигәр муһәммәд йусуф төт тәрәп болуп сайламға қатнишиду.

әшрәф ғени билән абдуллаһ абдуллаһниң рәқиплири арисида сабиқ баш министирлардин гүлбәддин һикмәтйар билән истихбарат идарисиниң сабиқ башлиқи рәһмәтуллаһ нәбил алдинқи орунда туриду.

афғанистандики исмаилийәләр, өзбек миллитидин болған биринчи муавин пирезидент рашид достум, һазар рәһбәрлиридин муһәммәд муһаккик вә ташқи ишлар министири сәлаһуддин раббаниниң қоллишиға еришкән таҗик миллитидин болған абдуллаһ абдуллаһ қоллиғучилириниң бири болмақта.

2014-йили иккинчи сайламға қалған әшрәф ғени вә абдуллаһ абдуллаһ һакимийәтни бөлүшүш вә миллий иттипақ һөкүмити қуруш үчүн келишим һасил қилған иди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر