йапонийәниң шәрқий шималида 6.3 бал йәр тәвриди

йапонийәниң найме (Naime) шәһириниң шәрқий шималиға 54 километир келидиған җайда вә йәрдин 38.6 километир чоңқурлуқта йәр тәвригәнлики елан қилинди.

1247761
йапонийәниң шәрқий шималида 6.3 бал йәр тәвриди

түркийә авази радийоси хәвири:  америка геологийәлик тәтқиқатлар мәркизи (USGS) найме шәһириниң шәрқий шималиға 54 километир келидиған җайда, 38.6 километир чоңқурлуқта 6.3 бал йәр тәвригәнликини елан қилди.

йапонийә метерологийә агентлиқи болса, йәр тәврәшни 6.2 бал, чоңқурлуқини 50 километир дәп елан қилди.

 билдүрүлишичә, йәр тәврәш фукушима вә мийаги вилайәтлиридиму һес қилинған, бирақ «деңиз ташқини» һәққидә агаһландуруш елан қилинмиған.

дөләтлик н һ к (NHK) телевизийәси електир ширкәтлириниң йәр тәврәш сәвәбидин көрүлүш еһтимали болған бузғунчилиқларға қарши райондики йадро реактор қазанлирини тәкшүргәнликини хәвәр қилди.

йапонийәдә 2011-йили 11-март 9 бал йәр тәвригән болуп, арқидин йүз бәргән деңиз ташқини, фукушима йадро електир истансисида радийактип маддиларниң чиқип кетишигә сәвәб болған иди. районда йашайдиған онмиңларчә киши бу сәвәбтин өйлиридин айрилишқа мәҗбур болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر