афғанистанда сайлам мәркизи һуҗумға учриди

афғанистанда 28-сентәбир өткүзүлидиған пирезидентлиқ сайлимида әшрәф ғениниң биринчи муавини болушқа намзат көрситилгән әмруллаһ салиһ сайлам хизмәтлирини орунлаштуридиған ишхана, һуҗумға учриди.

1244024
афғанистанда сайлам мәркизи һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистанда 28-сентәбир өткүзүлидиған пирезидентлиқ сайлимида әшрәф ғениниң биринчи муавини болушқа намзат көрситилгән әмруллаһ салиһ сайлам хизмәтлирини орунлаштуридиған ишханиға қилинған қораллиқ вә бомба һуҗумлирида, 20 киши җенидин айрилди, 50 киши йариланди.

афғанистан ички ишлар министирлиқиниң бу һәқтики байанатида, пайтәхт кабулда әмруллаһ салиһ ниңсайлам хизмәтлирини орунлаштуридиған ишханисиға бомба вә қораллиқ һуҗум қилинғанлиқи, һуҗумда 20 кишиниң өлүп, 50 кишиниң йариланғанлиқи билдүрүлди.

әскәртилишичә, әмруллаһ салиһму һуҗумда йариланған болуп, бинадин бихәтәр җайға йөткәлгән.

һуҗумға, һазирчә һечқандақ киши йаки тәшкилат җавабкар болидиғанлиқини елан қилмиди. һуҗумдин кейин чиққан етишишта, хәвпсизлик күчлири үч һуҗумчини уҗуқтурди.

пирезидент әшрәф ғени твиттерда әмруллаһ салиһниң әһвалиниң йахши икәнликини билдүрди.

афғанистанда 28-сентәбир өткүзүлидиған сайламниң сәпәрвәрлик хизмәтлири түнүгүн (28-ийул) рәсмий башланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر