шәрқий қуддуста бәзи пәләстинликләрниң өйлири өрүветилди

: исираилийә қораллиқ күчлири ишғал астидики шәрқий қуддуста айриш теминиң давами һесаблинидиған тикәнлик сим тосуқларға йеқин икәнликини сәвәб қилип, пәләстинликләрниң бәзи өйлирини өрүшкә башлиди.

1239883
шәрқий қуддуста бәзи пәләстинликләрниң өйлири өрүветилди

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийә қораллиқ күчлири ишғал астидики шәрқий қуддуста айриш теминиң давами һесаблинидиған тикәнлик сим тосуқларға йеқин икәнликини сәвәб қилип, пәләстинликләрниң бәзи өйлирини өрүшкә башлиди.

йәрлик мәнбәләрдин елинған мәлуматларға асасланғанда, нурғун исираилийә әскәрлири вә сақчилири бүгүн (22-ийул) әтигәндин башлап шәрқий қуддусниң сур баһир райониға җайлашқан вади әлһуммус мәһәллисигә барған. сақчилар исираилийә алий сотиниң сур баһир районидики айриш теминиң давами һесаблинидиған тикәнлик сим тосуқларға йеқинлиқини сәвәб көрситип өйлирини өрүш қарари чиққан пәләстинликләрниң бәзилирини өйлиридин мәҗбурйи чиқарған.

буниңға наразилиқ билдүргән мәһәллә хәлқи билән исираилийә сақчилири оттурисида сүркилиш йүз бәргән. һазирғичә икки қәвәтлик бир бина өрүлгән.

райондики бәзи өйләрни өрүш үчүн тәййарлиқлар давамлишиватқан болуп, исираилийә сақчилири районда қурулуши қилиниватқан көп қәвәтлик бир бинани өрүш үчүн партлатқуч қойған.

исираилийә алий соти өйкән ай сур баһирдики биналарниң айриш теминиң давами болған тикәнлик сим тосуқларға йеқинлиқи сәвәбидин «бихәтәрлик тәһдити» пәйда қилидиғанлиқини илгири сүрүп өрүветишкә һөкүм қилған вә өй игилиригә 18-ийунғичә биналарни өрүш үчүн мөһләт бәргән иди. бәзи пәләстинликләр қурулуши қилиниватқан 10 бинани өрүшни тохтитиш үчүн алий сотқа әрз сунған болсиму, әзри рәт қилинған иди.

мутәхәссисләр, исираилийә сотиниң бу қарариниң башқа районлардиму нурғун өйләрниң өрүветилишигә сәвәб болидиғанлиқи тоғрисида агаһландурмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر