иранниң сабиқ пирезиденти хатәми ислаһатчиларни сайламни байқут қилмаслиққа чақирди

иранниң сабиқ пирезиденти муһәммәд хатәми партийәләрдин әзалириниң намзатлиқ салаһийити елип ташланған тәқдирдиму сайламни байқут қилмай җәсур кишиләр билән бирликтә һәрикәт қилишқа чақирди.

1239527
иранниң сабиқ пирезиденти хатәми ислаһатчиларни сайламни байқут қилмаслиққа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: иранниң сабиқ пирезиденти муһәммәд хатәми, ислаһатни тәшәббус қилидиған партийәләрдин әзалириниң намзатлиқ салаһийити елип ташланған тәқдирдиму сайламни байқут қилмай җәсур кишиләр билән бирликтә һәрикәт қилишқа чақирди.

иран ислаһатчилар партийәси рәһбәрлири билән көрүшкән хатәми, ислаһатни тәшәббус қилидиған намзатларниң салаһийитини асасий қанунни муһапизәт қилиш комитетиниң бикар қиливетиши вә сайламни байқут қилиш қатарлиқ мәсилиләр үстидә тохталди.

ислаһатни йақлайдиғанлардин һәмкарлиқ ичидә сайламға қатнишишни вә намзатларниң чирикликкә арилишип қалмиған болушқа диққәт қилишни тәләп қилған хатәми: ислаһатчиларниң намзатлиқ тәлипи қобул қилинмай наһайити аз санда намзат қалған тәқдирдиму, ислаһатчилар қабил, етиқадлиқ вә җәсур кишиләр билән сайламға қатнишиши керәк, деди.

иранниң әң сәрхил қошунлириниң чәткә қеқилип гуманлиқ һаләткә чүшүрүлүп қойулғанлиқини ейтқан хатәми мундақ деди: «һакимийәт түзүлмисиниң йимрилидиғанлиқиға вә иранниң парчилинип кетидиғанлиқиға ишинидиғанларниң сани һәқиқәтән аз, һакимийәт түзүлмисиниң йимрилидиғанлиқиға ишинидиғанларниң санини көпәйтидиған ишларни қилмаслиқ керәк.өктичиләрни вә тәнқид қилғучиларни бу қатламға киргүзүп бу қатламни техиму күчәйтмәслик лазим, бирәр хаталиқ өткүзүп қалсақ, бу һакимийәт түзүлмисигә қарши чиққучиларға баһанә болуп бериду.»

сайламниң қанунийлиқини талаш-тартишниң  қилишниң тоғра әмәсликини әскәрткән хатәми: сайламни байқут қилиш тоғрулуқ хәвәрләр тарқиливатиду, бу толиму хәтәрликтур. һәр қандақ әһвалда сайламни байқут қилмаслиқ лазим, чүнки сайлам хәлқниң тәқдирини бәлгиләш үчүн өзи бивастә иштирак қилидиған әң муһим вастилардин биридур, деди.

иранда 2020-йили 21-февралда өткүзүлидиған парламент әзалири сайлимида ислаһатни тәшәббус қилидиған намзатларниң намзатлиқ һоқуқи асасий қанунни муһапизәт қилиш комитети тәрипидин бикар қилинидиғанлиқи тоғрулуқ тарқалған хәвәрләр иранниң қизиқ нуқтилиридин биригә айлинип қалди.

ислаһатни йақлайдиған сийасәтчи, жуналист вә йазғучи әли шуқуһи «итимад»гезитидә 10-ийулда мақалә йезип, асасий қанунни муһапизәт қилиш комитети, иран дөләтлик телевизийә қанили вә имамларниң тил бириктүрүп рәқиблирини һакимийәт сәһнисидин йирақлаштуруш үчүн һәрикәткә өтидиғанлиқлирини илгири сүргәниди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر