«с - 400 » башқурулидиған бомба системиси басқучи давамлашмақта

русийәниң «400 - с» башқурулидиған бомба мудапиә системисини түркийәгә тапшуруп бериш басқучи давамлашмақта.

1235129
«с - 400 » башқурулидиған бомба системиси басқучи давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, «400 - с» башқурулидиған бомба мудапиә системисини түркийәгә тапшуруп бериш басқучиниң иккинчи күни, системиниң парчилири қачиланған айропилан әнқәрә муртәд айродурумиға қонған.

түнүгүн башланға басқуч даирисидә дәсләпки парчилар 3 йүк айропилани арқилиқ кәлтүрүлгәниди.

системини түркийәгә тапшуруп бериш хизмити әнқәрә – москва оттурисида имзаланған келишимгә асасән дәл вақтида ишқа ашурулмақта икән. «400 - с» башқурулидиған бомба мудапиә системиси түркийәгә 3 парча һалитидә тапшуруп берилидикән.

һава мудапиәси системиси  вә башқурулидиған бомба системисиниң иккинчи гурупписи йәнә йүк айропилани билән, 120 дин артуқ башқурулидиған бомбидин тәшкил тапқан үчинчи гурупписи болса деңиз арқилиқ йаз ахирлири түркийәгә тапшуруп берилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر