путин мәһмут аббас билән пәләстин мәсилиси бойичә көрүшти

русийә пирезиденти владимир путин пәләстин дөләт рәиси мәһмут аббас билән пәләстин мәсилиси үстидә сөһбәт өткүзди.

1234872
путин мәһмут аббас билән пәләстин мәсилиси бойичә көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә кремил сарийи путин билән пәләстин дөләт рәиси мәһмут аббасниң телефонда көрүшкәнлики тоғрисида йазма байанат елан қилди.

байанатта, телефон сөһбитидә, оттура шәрқ вәзийитиниң муһакимә қилинғанлиқи вә русийәниң пәләстин-исираилийә музакирәлириниң башлиниши өз ичигә алған һалда тинчлиқниң капаләткә игә қилиниши үчүн қәдәм ташлашқа тәййар икәнликиниң тәкитләнгәнлики қәйт қилинди.

байанатта, инсанпәрвәрлик йардәмләргә мунасивәтлик һәмкарлиқларниңму сөһбәт темиси болғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر