афғанистанда җамәгә қилинған һуҗум җанға замин болди

афғанистанниң ғәзнә вилайитидики муһәммәдийә җамәсигә қилинған бомба һуҗумида икки киши һайатидин айрилди.

1231309
афғанистанда җамәгә қилинған һуҗум җанға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: ғәзнә валий мәһкимисиниң билдүрүшичә, түнүгүн кәчтә, ғәзнәниң һәқ ғәрибан райониға җайлашқан муһәммәдийә җамәсиниң меһрабиға орунлаштуруп қойулған бомбиниң җамаәт намаз  оқуватқан вақитта партлиши нәтиҗисидә икки киши һайатидин айрилған, 20 киши йариланған, һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر