калифорнийәдә 3 күн ичидә 2 – қетим йәр тәврәш йүз бәрди

америка қошма иштатлириниң калифорнийә иштатида 4 – ийул күнидики 6.4 баллиқ йәр тәврәштин кейин, йәнә 6.9 баллиқ иккинчи қетимлиқ йәр тәврәш мәйданға кәлди.

1231312
калифорнийәдә 3 күн ичидә 2 – қетим йәр тәврәш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири геологийәлик тәтқиқат мәркизиниң билдүрүшичә, ридгекрест шәһириниң шималидин 17  километир йирақлиқта 6.9 бай йәр тәврәш мәйданға кәлгән.

америка таратқулириниң хәвәр қилишичә, пәйшәнбә күни калифорнийә иштати тарихида йүз бәргән  йеқинқи 20 йилдин буйанқи әң чоң йәр тәврәштин кейин, 1400 қетимдин артуқ қалдуқ йәр тәврәш мәйданға кәлгән, буниң нәтиҗисидә, йоллар, су вә тәбиий газ линийәлири зийанға учриған, даириләр қалдуқ йәр тәврәшниң давамлишидиғанлиқи тоғрулуқ  агаһландуруш чиқарған, еғир талапәт көрүлгән ридгекрест шәһиридә җиддий һаләт елан қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر