мусулда бомба һуҗуми йүз бәрди

ирақниң мусул шәһиридә мәйданға кәлгән бомба һуҗумида 5 киши һайатидин айрилди, 8 киши йариланди.

1208635
мусулда бомба һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта әскәртилишичә, мусулға қарашлиқ рабиә йезисиниң увәйнә кәнти мәркизигә тохтитип қойулған бомба қачиланған аптомобилниң йирақтин контирол қилинидиған тизгинәк билән партлитилиши нәтиҗисидә 5 пуқра һайатидин айрилған, 8 пуқра йариланған.

байанатта тәкитлинишичә, һуҗумдин кейин дөләт хәвпсизлик күчлири җавабкарларни ахтуруп тутуш үчүн һәрикәткә өткән, һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиған.

игилинишичә, ирақниң һәрқайси йеза – қишлақлирида бундақ һуҗумларни елип баридиғанлиқи үчүн, террорлуқ тәшкилати даештин гуманлинилмақта икән.

террорлуқ тәшкилати даеш ирақниң бәсрәни өз ичигә алған мусул, әнбәр, салаһидин вә дийалә қатарлиқ вилайәтлиридә пат - пат дөләт хәвпсизлик күчлиригә қарши һуҗумларни елип бармақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر