даеш кәркүктә 2 сақчини өлтүрди

ирақниң кәркүк шәһиридә федератсийә сақчи қисмиға тәвә бир тәкшүрүш понкитиға террорлуқ тәшкилати даеш тәрипидин қилинған қораллиқ һуҗумда 2 сақчи өлди.

1196842
даеш кәркүктә 2 сақчини өлтүрди

 

түркийә авази радийоси хәвири: кәркүк һәрбий һәрикәтләр қоманданлиқ иштаби башлиқи генерал саад һәрбийә, «кәркүкниң ғәрбий шималидики федератсийә сақчи қисмиға тәвә бир тәкшүрүш понкитиға һуҗум қилинди. һуҗумда дәсләпки мәлуматларға асасланғанда 2 сақчи өлди» деди. 

аптоматик вә йеник қораллар билән 5 тин 8 гичә даеш әзасидин тәшкилләнгән бир гуруппа тәрипидин елип берилған һуҗумдин кейин, районда һәрбий һәрикәт башланғанланғанлиқи вә 2 террорчиниң йаридар һаләттә қолға чүшүрүлгәнликини билдүрди. 

террорлуқ тәшкилати даеш 2014йили ийун ейда мусул қатарлиқ ирақ земиниң өчтән бир қисмини ишғалийити астиға киргүзивалған болуп, ирақ қисимлири 2017йили декабирда барлиқ районларни даештин тартип алған иди.

даешниң шәһәр мәркәзлири вә башқа олтурақ районларға һуҗум қилиш тәһдити әң төвән сәвийәгә чүшүрүлгән болсиму, даеш йиза - қишлақларда пат - пат вәқә туғдурушни давамлаштурмақта.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر