әшрәф ғени: талибанниң һөкүмәт билән көрүшүштин башқа йоли йоқ

афғанистан пирезиденти әшрәф ғени талибанниң һөкүмәт билән көрүшүштин башқа таллаш йолиниң йоқлуқини ейтти.

1185984
әшрәф ғени: талибанниң һөкүмәт билән көрүшүштин башқа йоли йоқ
esref gani heyet.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан пирезиденти әшрәф ғени пирезидентлиқ сарийида талибан билән тинчлиқ сөһбити өткүзидиған һәйәт билән көрүшти вә қолға кәлгән тарихий пурсәттин йахши пайдилиниш керәкликини тәкитлиди.

у талибан билән сөһбәт өткүзүш үчүн қатарға баридиған һәйәтниң, афғанистан һөкүмитигә вә хәлқигә вәкиллик қилидиғанлиқини билдүрүп, һәйәтниң афғанистан хәлқи 40 йил күткән тинчлиқниң келиши үчүн башланғуч нуқтиси болидиғанлиқини қәйт қилди.

у мундақ деди:

«талибанниң афғанистан һөкүмити билән көрүшүштин башқа таллаш йоли йоқ.»

у қан төкүшниң ғәлибә әмәсликини әскәртип, тинчлиқни қазанғанниң кичик балилар, айаллар вә йетим-йисирлар икәнликини билдүрди.

афғанистан пирезиденти әшрәф ғени һөкүмити үчүн әң чоң тәһдит һесаблинидиған талибан, дөләт ичидики нурғун җайларни контрол қилмақта. өткәнки йилларда һөкүмәт тәрәп бир қанчә қетим талибан билән тинчлиқ сөһбитини башлаш үчүн тиришчанлиқ көрсәткән вә бу рамкида тинчлиқ кеңиши қурған болсиму, һазирғичә бир нәтиҗә қолға кәлмиди. қатар пайтәхти доһада өткүзүлидиған сөһбәтниң 19-21-апрел күнлири әмәлгә ешиши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر