путин: түркийә билән һәрбий техника саһәсидики һәмкарлиқларму ашти

русийә пирезиденти владимир путин русийәниң тәбиий газға мунасивәтлик һәм баһа һәмдә миқдар җәһәттин ейтқанда, түркийә үчүн мәҗбурийәтлирини ада қилғанлиқини билдүрди.

1180006
путин: түркийә билән һәрбий техника саһәсидики һәмкарлиқларму ашти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түнүгүн (8-декабир) москвада русийә пирезиденти владимир путин билән бирликтә «8-қетимлиқ түркийә-русийә йуқири дәриҗилик һәмкарлиқ кеңиши йиғини» ға башчилиқ қилди. арқидин, икки рәһбәр ортақ ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

пирезидент путин: «идлибтә сочи келишими рамкисида ениқ илгириләш һасил болди» деди. у йәнә мундақ деди:

«түркийә билән барлиқ қийинчилиқларға қаримай, иқтисадий вә район бихәтәрлики тоғрисида хелила үнүмлүк болған һәмкарлиқларни давамлаштуруватимиз. түркийә билән бирликтә содини өзимизниң пуллири билән қилишни өз ичигә алған һалда иқтисадий мустәқиллиқимизни тәмин астиға елиш үчүн қолимиздин келидиған барлиқ тиришчанлиқлиримизни көрситиватимиз.»

у русийәниң тәбиий газға мунасивәтлик һәм баһа һәмдә миқдар җәһәттин ейтқанда, түркийә үчүн мәҗбурийәтлирини ада қилғанлиқини билдүрди. у «S-400» башқурулидиған бомба системисидин башқа, һәрбий техника саһәсидиму өзара һәмкарлиқларниң ашқанлиқидин бешарәт берип: «түркийә билән барлиқ қийинчилиқларға қаримай, иқтисадий вә район бихәтәрлики тоғрисида хелила үнүмлүк болған һәмкарлиқларни давамлаштуруватимиз. мәдәнийәт вә иҗтимаий саһәдики һәмкарлиқлиримизниму музакирә қилдуқ. түркийә русийәлик сайаһәтчиләрниң бармиса болмайдиған җайиға айланди. түркийәниң русийәлик сайаһәтчиләр үчүн тәминлигән бихәтәр дәм елиш имканийәтлири, бу саһәдики тәрәққийатларға муһим һәссиләрни қошуватиду» деди.

у түркийә пуқралириға визини әмәлдин қалдуруш мәсилисиниму музакирә қилинғанлиқлирини әскәртти вә: «йүк аптомобил шопурлиридин башқа, хизмәт паспорти бар түркийә пуқралиридин виза алмаслиқни қарар қилдуқ» деди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر