йеңи зеландийәдики террорлуқ һуҗуми қурбанлириға йиғилған ианә миқдари 9 милйон доллардин ашти

йеңи зеландийәниң кристчорч шәһиридики алнур вә линвуд җамәлиригә қилинған террорлуқ һуҗумида җенидин айрилғанларниң аилә – тавабиатлири вә йариланғанлар үчүн ечилған ианә топлаш давамлашмақта.

1174456
йеңи зеландийәдики террорлуқ һуҗуми қурбанлириға йиғилған ианә миқдари 9 милйон доллардин ашти

түркийә авази радийоси хәвири: йеңи зеландийәниң кристчорч шәһиридики алнур вә линвуд җамәлиригә қилинған террорлуқ һуҗумида җенидин айрилғанларниң аилә – тавабиатлири вә йариланғанлар үчүн ечилған ианә һесабатиға 139 дөләттин 9 милйон 400 миң долларға йеқин пул ианә қилинғанлиқи елан қилинди.

йеңи зеландийә зийанкәшликкә учриғучиларға йардәм қилиш гуруппилири кеңиши тәрипидин кристчорч шәһири һуҗуми қурбанлири фонди дегән намда ечилған банка һесабатиға йатқузулған ианә миқдари 9 милйон доллардин ешип кәтти.

һазирғичә қилинған ианиләрниң 139 пәрқлиқ дөләттики 95419 киши тәрипидин йолланғанлиқи қәйт қилинди.

15 – мартта ечилған банка һесабатиға әвәтилгән ианә миқдари 9 милйон 356 миң 601 долларға йәтти.

йеңи зеландийәниң кристчорч шәһиридики алнур вә линвуд җамәлири 15 – мартта террорлуқ һуҗумиға учрап, айаллар вә балиларни өз ичигә алған 51 адәм һайатидин айрилған, 50 адәм йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر