мусул шәһиридә аптомобил бомба һуҗуми йүз бәрди

ирақниң мусул шәһиридә аптомобил бомба билән қилинған һуҗумда, 2 сақчи өлүп, 16 киши йаридар болди.

1159991
мусул шәһиридә аптомобил бомба һуҗуми йүз бәрди

 

түркийә авази радийоси хәвири: мусул вилайәтлик хәлқ кеңиши бихәтәрлик комитети башлиқи мәһмут әл җуббури анадолу агентлиқиға бәргән байанатида, мусул шәһәр мәркизидики бир ашхана алдида тохтитип қойулған аптомобил бомбиниң туйуқсиз партилиғанлиқини билдүрди.

һуҗумда 2 киши өлүп, 16 кишиниң йаридар болғанлиқини уқтурған җуббури, аптомобилниң ким йаки қайси гуруп тәрипидин тохтитип қойулғанлиқи намәлум икәнликини, районға йетип барған аманлиқни сақлаш даирилириниң вәқә һәққидә тәкшүрүш башлиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر