миң вәнҗу канада һөкүмити үстидин әрз қилди

хитай технологийә ширкити хуавейниң малийә ишлириға мәсул директори миң вәнҗу канада үстидин сотқа әрз қилди.

1156314
миң вәнҗу канада һөкүмити үстидин әрз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: хуавейниң малийә ишлириға мәсул директори миң вәнҗу 2018-йил декабир ейида ванковер хәлқара айродурумида тутулуп, тәкшүрүлгән вә сорақ қилинған җәрйанда «асасий қанундики һәқ-һоқуқиниң еғир дәпсәндә қилинғанлиқи» ни илгири сүрүп, канада чегра ишлири агентлиқи (CBSA), канада падишаһлиқ атлиқ сақчи идариси (RCMP) вә канада федератсийә һөкүмити үстидин сотқа әрз сунди.

миң вәнҗуниң адвокатлириниң бритиш коломбийә (British Columbia) иштатлиқ алий сотиға бәргән әрзнамисиидә, канада чегра ишлири агентлиқи мәмурлириниң, миң вәнҗуни айродурумда узун вақит қанунсиз сораққа дучар қилғанлиқи әскәртилип, мәмурларниң федератсийә һөкүмитиниң хизмәтчилири болуши сәвәблик канаданиң «ениқ җавабкар» икәнлики алаһидә тәкитләнди.

әрзнамидә, миң вәнҗуниң үч саәт тутуп турулғанлиқи, адвокат билән көрүшүшигә рухсәт қилинмиғанлиқи, канада чегра ишлири агентлиқи мәсуллириниң қанунда рухсәт қилинмиған туруқлуқ миң вәнҗуниң икки хусусий телефонини, таблет вә компийутерини мәхсус бир ишханиға әкирип кәткәнлики, уларни ачқанлиқи, сақланған һөҗҗәтләрниң рәсимгә тартилғанлиқи вә чамаданлириниң хусусий мал-мүлүк тәәллуқ һоқуқи дәпсәндә қилинған һалда ахтурулғанлиқи илгири сүрүлди.

миң вәнҗуниң әрзнамисидә йәнә, канада чегра ишлири агентлиқи билән канада падишаһлиқ атлиқ сақчи идариси мәмурлириниң, канада һәқ-һоқуқ вә әркинликләр әһдинамисигә хилап һалда испат топлаш үчүн алдин пиланланған һәрикәтни әмәлгә ашуруш тиришчанлиқини көрситип бәргәнлики қәйт қилинди.

хуавейниң хоҗайини рен җеңфейниң қизи вә ширкәтниң малийә ишлириға мәсул директори миң вәнҗу, 2018-йил 1-декабир канаданиң ванковер хәлқара айродурумидин мексикаға учидиған вақитта тутулған иди. үч күн давам қилған сотта 10 милйон канада доллири билән капаләткә қойуп берилгән иди.

канада федератсийә әдлийә министирлиқи җүмә (1-март) күни елан қилған байанатта, миң вәнҗуни америкаға өткүзүп бериш мусаписиниң рәсмий башлинип, бритиш коломбийә иштатлиқ алий сотиға һоқуқ берилгәнлики билдүрүлгән иди.

бритиш коломбийә иштатлиқ алий сот мәһкимиси 6-март (чаршәнбә) ечилидиған сотта, миң вәнҗуни өткүзүп беришкә мунасивәтлик вақит җәдвелини бәлгиләйду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر