америка билән талибан оттурисида бүгүн тинчлиқ сөһбити өткүзүлиду

америка билән талибан оттурисида мушу һәптә башлиниши күтүлгән тинчлиқ сөһбәтлиригә, талибанниң қурғучилиридин молла абдулғани барадарниңму қатнишидиғанлиқи елан қилинди.

1152099
америка билән талибан оттурисида бүгүн тинчлиқ сөһбити өткүзүлиду

түркийә авази радийоси хәвири: қатар америка билән талибан оттурисида өткүзүлидиған сөһбәткә саһибханлиқ қилидиған болуп, бу һәқтә байанат елан қилди.

қатар һөкүмити америка билән талибан оттурисида өткүзүлидиған тинчлиқ сөһбитигә талибанниң қурғучилири қатаридин орун алидиған вә пакистанниң назаритидә сәккиз йил түрмидә йатқандин кейин, өткән йили (2018) қойуп берилгән молла абдулғани барадарниңму қатнишидиғанлиқини билдүрди.

дипломатик мәнбәләрдә қәйт қилнишичә, тинчлиқ сөһбити қатар пайтәхти доһада бүгүн (25-феврал) башлинидикән.

афғанистан пирезиденти әшрәф ғени һөкүмити үчүн чоң тәһдит һесаблинидиған талибан, һазирму афғанистанниң нурғун җайлирида һөкүмранлиқини давамлаштурмақта.

афғанистан һөкүмити өткәнки йилларда бир қанчә қетим талибан билән тинчлиқ сөһбитини башлаш үчүн тиришчанлиқ көрситип, тинчлиқ кеңиши қурған болсиму, әмма бир нәтиҗигә еришәлмиди.

сабиқ пирезидент һамид карзайиниң дәвридә, һөкүмәт билән талибан оттурисидики учришишларниң 2013-йили ийун ейида қатар пайтәхти доһада өткүзүш пилан қилинған иди. бирақ, талибанниң ишханиға «афғанистан ислам әмирлики» ниң байриқини вә гербини есиши сәвәбидин афғанистан һөкүмити сөһбәт өткүзүштин ваз кәчкән иди.

талибанниң ишханиси бир айдин қисқиғинә вақит өткәндин кейин тақалған вә нәтиҗидә тинчлиқ сөһбәтлириму кечиктүрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر