хитайниң ички моңғулийә аптоном районида қәтлиамға охшаш қатнаш вәқәси йүз бәрди

хитайниң ички моңғулийә аптоном районида кан ишчилирини елип кетиватқан аптобус қатнаш вәқәгә учрап, 20 киши һайатидин айрилди вә 30 киши йаридар болди.

1151181
хитайниң ички моңғулийә аптоном районида қәтлиамға охшаш қатнаш вәқәси йүз бәрди

 

түркийә авази радийоси хәвири: хитай мәркизий телевзийә истансиси «CCTV» ниң хәвиригә асасланғанда, ички моңғулийәниң силин гол райони йинман кан ширкитигә тәвә хадимларни елип маңған аптобус кан саһәсигә кирипла қатнаш вәқәси туғдурған.

вәқәдә 15 ишчи нәх мәйданда өлүп, 5 ишчи дохтурханида қутқузуш үнүм бәрмәй җенидин айрилған.

йаридар болған 30 ишичиниң дохтурханида давалиниш астида икәнлики билдүрүлмәктә.

вәқә һәққидә тәкшүрүш башланғанлиқи уқтурулди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر