ирақта бәш даешчи етип өлтүрүлди

ирақниң ғәрбигә җайлашқан әнбар вилайитиниң мәркизи әррамади шәһиридики қәбилә қораллиқ күчлири бәш даешчини етип өлтүрди.

1149582
ирақта бәш даешчи етип өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақниң әнбар вилайити әррамади шәһиридики һадисә қәбилә қораллиқ күчлири даеш террористлири тәрипидин елип кетилгән кишиләрни тепиш үчүн, рамадиниң ғәрбигә 160 километир келидиған вади хуранада тинитиш елип барған.

икки тәрәп арисида чиққан тоқунушта бәш террорист етип өлтүрүлгән, қәбилә тәрәптин икки киши йариланған. қәбилә күчлири даешчиларниң қолидики бәзи қорал-йарағларни олҗа алған.

ирақ ички ишлар министирлиқи 18-феврал (дүшәнбә) 12 кишини елип қачқан даешчиларни тутуш үчүн, әнбардики барлиқ қисимларниң сәпәрвәрликкә кәлтүрүлгәнликини елан қилған иди.

даеш террорлуқ тәшкилати 18-феврал 12 кишини елип қачқан болуп, булардин алтә кишини рамадиниң ғәрбигә 400 километир келидиған нухайб наһийәсидә өлтүрүвәткән иди.

ирақ дөләт мудапиә министирлиқи 19-феврал (сәйшәнбә) сүрийәгә чегралинидиған җайларға даешчиларниң мәхпий киришиниң алдини елиш үчүн, запас һәрбий қисимларниң әвәтилгәнликини елан қилди.

даеш террорлуқ тәшкилати йүз өлчими җәһәттин ирақниң әң чоң вилайити һесаблинидиған вә ийорданийә билән сүрийәгә чеградаш әнбар вилайитидә, мәхпий әзалири вә шәһәрләрдин йирақ җайларда йошурунған әзалириниң вастиси арқилиқ қанлиқ вәқәләрни пәйда қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر