сочи башлиқлар йиғини байаннамиси  елан қилинди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, русийә пирезиденти виладимир путин вә иран пирезиденти һәсән руһани русийәниң сочи шәһиридә чақирилған «сүрийә» темилиқ башлиқлар йиғинидин кейин ортақ байаннамә елан қилди.

1146017
сочи башлиқлар йиғини байаннамиси  елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: ортақ байаннамидә, рәһбәрләрниң сүрийәниң игилик һоқуқи, мустәқиллиқи, земин пүтүнлүки вә бирликини қоғдаш ирадилириниң қәтийликини тәкитлигәнлики, америка қошма иштатлириниң сүрийәдин қошун чекиндүрүш қарари ишқа ашқан тәқдирдә, буниң сүрийәниң муқимлиқи вә бихәтәрликигә төһпәт қошидиғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «йиғинда, рәһбәрләр сүрийәдики айримчи күнтәртипләргә қарши ирадилириниң қәтийликини ипадлиди, идлибтики сүркилишни азайтиш районида кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә тақабил туруш үчүн иҗабий қәдәмләрни ташлаш мәсилисидә бирдәклик һасил қилди, террорлуқ тәшкилатлириға қарши  күрәштә давамлиқ һәмкарлиқ орнитидиғанлиқлирини билдүрди. шуниң билән бир вақитта, рәһбәрләр сүрийә киризисини һәрбий йоллар арқилиқ һәл қилғили болмайдиғанлиқини, киризисни пәқәт сүрийә хәлқиниң башламчиқи вә саһибханилиқида, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң қарариға мас һалдики сийасий басқуч хизмитини ишқа кириштүрүш арқилиқ һәл қилғили болидиғанлиқиға ишинидиғанлиқлрини ипадилиди. бәшшар әсәд һакимийити вә өктичиләрниң қолидики тутқунларниң өзара қойуп берилишиниң толиму хушаллинарлиқ әһвал икәнликини тәкитлиди.»

сүрийә хәлқигә қилиниватқан инсанпәрвәрлик йардәмләрниң даирисини техиму кеңәйтиш үчүн бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә инсанпәрвәрлик йардәм тәшкилатлирини  өз ичигә алған хәлқаралиқ тәшкилатларға чақириқ қилинған  байаннамидә йәнә, рәһбәрләрниң  көчмән болуп қалған вә өй – маканлиридин айрилип қалған сүрийәликләргә, өз маканлириға бихәтәр вә ихтийарий йосунда қайтишини ишқа ашуруш үчүн шараит һазирлап беришниң  зөрүрлүки тәкитлиниш билән бир вақитта, рәһбәрләрниң, «сүрийә» темилиқ  12  – нөвәтлик   астана башлиқлар йиғининиң март ейида чақирилиши тоғрулуқ бирдәклик һасил қилғанлиқи һәмдә келәр қетимлиқ үч тәрәп башлиқлар учришишиниң түркийәдә ишқа ашурулушини қарарлаштурғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر