мусулда террорлуқ тәшкилати даешқа қарши һәрбий һәрикәт елип берилди

ирақниң мусул шәһиридә елип берилған һәрбий һәрикәтләрдә террорлуқ тәшкилати даешниң үч әзаси етип өлтүрүлди, бир террорист бәдинигә тиңивалған бомбини партлитип өлүвалди.

1145100
мусулда террорлуқ тәшкилати даешқа қарши һәрбий һәрикәт елип берилди

түркийә авази радийоси хәвири: офитсер ала осман нинова сақчилири билән ирақ армийәси бирликтә елип барған һәрбий һәрикәттә, мусулниң ғәрбий җәнубиға җайлашқан баһира тағлиридики тонелларда йошурунған террорлуқ тәшкилати даешчиларни йоқитишниң нишан қилинғанлиқини билдүрди.

у һәрбий һәрикәт җәрйанида чиққан етишишларда, үч даешчиниң етип өлтүрүлгәнликини, бир даешчиниң бәдинигә тиңивалған бомбини партлатқанлиқини әскәртти.

салаһиддин һәрбий һәрикәт қоманданлиқ мәркизиниң мәсули саад муһәммәд террорлуқ тәшкилати даеш әзалириниң мусул вилайитиниң шималиға җайлашқан мәхул теғи әтрапида 30 пуқрани гөрүгә елишқа урунғанлиқини, бирақ хәвпсизлик күчлириниң пуқраларни мувәппәқийәтлик һалда қоғдап қалғанлиқини қәйт қилди.

кәркүктә офитсер һамид әлубәйди федератсийә сақчи идарисиға қарашлиқ қораллиқ қисимларниң еддибис наһийәсидики бир тәкшүрүш понкитиға һуҗум қилған террорлуқ тәшкилати даешчилар билән тоқунушқанлиқини, тоқунушта бәзи террористларниң җенидин айрилғанлиқини, сақчилардинму йариланғанларниң барлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر