малта пирезиденти түркийәдә зийарәттә болиду

малта пирезиденти марие луиси колоиро прека җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң тәклипигә бинаән 23, 24 – йанвар күнлири түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болиду.

1131094
малта пирезиденти түркийәдә зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси мәтбуат ишлири ишханисиниң байанатиға қариғанда, преканиң зийарити җәрйанида өткүзүлидиған учришишларда, малта билән түркийә икки тәрәп мунасивәтлири һәр җәһәттин көздин кәчүрүлидикән, охшаш болмиған саһәләр бойичә һәмкарлиқни күчәйтиш йолида ташлашқа болидиған қәдәмләр муһакимә қилинидикән.

учришишларда йәнә, түркийәниң йавропа иттипақи билән болған мунасивәтлири вә әзалиқ мусаписи билән район шундақла хәлқаралиқ өзгиришләр тоғрисида пикир алмаштурулуши пиланланмақта.

малта пирезидентиниң йәнә 23 – йанварда истанбулда чақирилидиған түркийә – малта сода кеңиши йиғиниға иштирак қилип, икки дөләтниң алдинқи қатардики сода – санаәтчилири вә мәбләғ салғучилири билән көрүшидиғанлиқи билдүрүлди.

мәзкур зийарәтниң малтаниң түркийәдә пирезидент дәриҗилик тунҗи рәсмий зийарити болидиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر