доналд трамп ақсарайға сирттин пизза билән һамбеургер буйриди

америка пирезиденти доналд трамп һөкүмәт тақивтилгәнлики вә ақсарайда йетәрлик хизмәтчи болмиғанлиқи сәвәбидин сирттин пизза билән һамбеургер закас қилди.

1126142
доналд трамп ақсарайға сирттин пизза билән һамбеургер буйриди

 

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти доналд трамп университетлар ара путбол бирләшмиси лоңқусини талишиш мусабиқисиниң маһирлирини ақсарайда меһман қилиш үчүн, сирттин 300 дин артуқ һамбургер, пизза вә бәрәнгә қорумиси закас қилди. 

доналд трамп буни мухбирларға чүшәндүргәндә, һөкүмәт тақилип қалғанлиқи сәвәбидин пулини өз йенидин төләп, сирттин тамақ закас қилғанлиқини ейтти.

һөкүмәтниң тақилип қелиши ақсарайниму өз ичигә алған һалда җәмий 800 миңдин артуқ дөләт хадимлириға тәсир көрсәтти.

хадимларниң бир қисими мәҗбурий рухсәт алған болса, бир қисми 23 күндин буйан һәқсиз хизмәт қилмақта.

доналд трамп федератсийә хам чотини мексика чеграсиға там селиш хираҗитини өз ичигә алмиса, тәстиқлимайдиғанлиқида чиң туруп кәлмәктә.

америка федератсийә һөкүмити вақитлиқ хамчотни пүтүшәлмигәнлики түпәйлидин тақилип қалғили 23 күн болди.

трампниң мексика чеграсиға там селиш пиланиниң чиқими үчүн тәләп қилған пул техичә авам палатасида үстүнлүккә игә демократчилар тәрипидин қобул қилинмай кәлмәктә. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر