иранда йеқинки 2 йил ичидә 30 тонна партлатқуч қолға чүшүрүлди

иранниң җәнубий чеграсида йеқинқи 2 йилдин буйан 30 тонна партлатқуч қолға чүшүрүлди.

1119866
иранда йеқинки 2 йил ичидә 30 тонна партлатқуч қолға чүшүрүлди

 

түркийә авази радийоси хәвири: иран инқилап муһапизәтчилири, қуддус қоманданлиқ иштаби қомандани муһәммәд марани иранниң җәнубида пат - пат бомба һуҗумлириға учрап келиватқанлиқлирини тилға елип, бу вәҗидин елип берилған һәрбий һәрикәтләр җәрйанида, йеқинқи 2 йилдин буйан 30 тунна партлатқучни қолға чүшүргәнликини билдүрди.

иран медийасиниң хәвәрлиригә асасланғанда, муһәммәд марани бу партлатқучларниң асаслиқ көп қисминиң 2017йилида чабаһар шәһиригә қарашлиқ қасри қанд районида өлтүрүлгән әнсарул фурқан намлиқ қораллиқ тәшкилат рәһбири җәлил қанбәрзәһи тәрипидин иранға елип келингәнликини уқтурған.

иранда суниләр зич олтурақлашқан пакистан чеграсидики систан вә булучистан өлкисидә аманлиқни сақлаш күчлиригә һуҗум қилиш биләнму тунулған әнсарул фурқан тәшкилати, һизбул әнсари иран тәшкилати билән әл фурқан намлиқ икки тәшкилатниң бирлишиши билән 2013йили қурулған иди.

әнсарул фурқан тәшкилатиниң рәһбәрлик вәзиписини 2015йилиғичә һашим әзизи өз үстигә алған болуп, 2015йилидин 2017йилиғичә җәлил қанбәрзәһи өз үстигә алған иди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر