ирақта бомба һуҗуми йүз бәрди

ирақниң түркмәнләр көп санлиқни тәшкил қилидиған мусул шәһиригә қарашлиқ тәләфәр наһийәси мәркизидә аптомобил бомба һуҗуми йүз берип 2 киши һайатидин айрилди.

1113326
ирақта бомба һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: мусул вилайәтлик мәҗлисиниң муавин башлиқи нурәттин қаплан бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «тәләфәр наһийәси мәркизидә бомба қачиланған бир аптомобилниң партилиши нәтиҗисидә 2 киши һайатидин айрилди, 13 киши йариланди. партлашниң сәвәби һәққидә мәлуматимиз йоқ, йаридарлар һәрқайси дохтурханиларға орунлаштурулди. бу һуҗумларниң нишани наһийәниң тинчлиқи һәм муқимлиқини бузуштур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر