каталонийәдә министирлар кеңиши йиғиниға наразилиқ билдүрүлди

каталонийә аптоном райониниң мәркизий шәһири барселонада, испанийә министирлар кеңиши йиғиниға наразилиқ билдүрүп, асаслиқ йолларниң қатнишини тосуш намайиши өткүзүлди.

1111292
каталонийәдә министирлар кеңиши йиғиниға наразилиқ билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: испанийәниң шәрқигә җайлашқан каталонийә аптоном районида мустәқиллиқни қоллайдиған иҗтимаий тәшкилатлар, мәркизий һөкүмәтниң барселонада ечилидиған министирлар кеңиши йиғиниға наразилиқ билдүрүп, йиғин ечилидиған җайға баридиған йолларни тосуш паалийитини башлиди.

испанийә баш министири педро санчез башчилиқида ечилидиған йиғинға наразилиқ билдүрүш үчүн әтигәндә башланған намайишта, 20 гә йеқин йолниң қатниши тосуветилди. барселонаниң қошна шәһәрләр билән қатнишини тосушни мәқсәт қилған намайишлар даирисидә, барселона вә таррагона портлири билән әл прат вә рейус айродуруминиң кириш еғизлириму қисмән тосуветилди.

аптобус ширкәтлири намайишлар сәвәбидин барселона-андорра сәпәрлирини бүгүн (21-декабир) бир күн тохтатқанлиқини елан қилди.

барселонадики оқуғучи җәмийәтлириму министирлар кеңиши йиғининиң барселонада ечилиши «испанийәниң каталонийәгә қарши иғвагәрчилики» болуп һесаблинидиғанлиқини илгири сүрүп, мәктәпкә бармаслиқни чақириқ қилди. бәзи ишчилар уйушмилири бүгүн икки саәт ишқа бармаслиқ чақириқини елан қилдиғанлиқлирини уқтурди.

шу йәр вақти 09:30 да башлаш пилан қилинған министирлар кеңиши йиғини ечилидиған барселона мәркизидики «Llotja de Mar» бинаси әтрапида, мустәқиллиқни қоллайдиған иҗтимаий тәшкилатлар тәрипидин «тинчлиқ» шәкилдә намайиш өткүзүлидиғанлиқи билдүрүлди.

испанийә дөләтлик сақчи идариси министирлар кеңишигә наразилиқ билдүрүш намайишлириниң бихәтәрликини вә тәртипини сақлаш үчүн қораллиқ сақчи қисим һәмдә каталонийә йәрлик сақчилиридин җәмий 9 миң хадимни аҗратти. испанийә дөләтлик сақчи идариси тунҗи қетим каталонийә йәрлик сақчилири билән дөләтлик сақчилириниң бирликтә вәзипә өтәйдиғанлиқини билдүрди.

сақчилар йолларниң қатнишини тохтатқан намайишчиларни вақтинчә тосмиди.

испанийә баш министири педро санчез түнүгүн (20-декабир) барселонаға йетип берип, каталонийә аптоном районлуқ һөкүмитиниң пирезиденти квим торра билән көрүшүп йиғин ачти.

санчез билән торраниң йиғиниға, мәркизий һөкүмәт вә каталонийә йәрлик һөкүмәттин иккидин киши һәмраһ болди. йиғинда, «каталонийә мәсилисини демократик усулда һәл қилиш үчүн үнүмлүк дийалогларни башлаш» қарариниң елинғанлиқи елан қилинди. торра билән санчезниң 2019-йил йанвар ейида йәнә бир қетим көрүшидиғанлиқи әскәртилди.

испанийәниң чоң өктичи партийәси хәлқ партийәси (PP) рәһбири пабло касадо байанат елан қилип, санчезниң каталонийә аптоном районлуқ һөкүмәтниң пирезиденти торра билән «худдий башқа дөләтниң пирезиденти билән көрүшкәндәк» көрүшкәнликини илгири сүрди. у йиғинни испанийә үчүн: «номус қиларлиқ вә кәмситкәнлик» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر