трампниң вәзипә башлаш мурасиминиң тәкшүрүлүватқанлиқи билдүрүлди

доналд трампниң 2017 – йилидики вәзипә башлаш мурасимини тәртипкә салған һәйәтниң, мурасим үчүн топланған 107 милйон доллар ианини оронсиз җайларға сәрп қилип – қилмиғанлиқиниң тәкшүрүлүватқанлиқи илгири сүрүлди.

1106654
трампниң вәзипә башлаш мурасиминиң тәкшүрүлүватқанлиқи билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң 2017 – йилидики вәзипә башлаш мурасимини тәртипкә салған һәйәтниң, мурасим үчүн топланған 107 милйон доллар ианини оронсиз җайларға сәрп қилип – қилмиғанлиқиниң тәкшүрүлүватқанлиқи илгири сүрүлди.

америкида чиқидиған вал ситрит җурнал гезити, мәсилини йеқиндин тәқип қиливатқан затларниң, бу мәсилиниң нйу йорктики федератип мупәттишләр тәрипидин тәкшүрүлүватқанлиқини билдүргәнликини хәвәр қилди.

тәкшүрүшниң башланғуч нуқтисида икәнликини тәкитлигән мәнбәләр, бәзи ианә қилғучиларниң трамп һөкүмитигә йеқинлишиш, сийасий җәһәттин имтийазға еришиш йаки рәсмий даириләргә тәсир көрситиш мәқситидә пул ианә қилғанлиқи тоғрисидики дәталашларниңму тәкшүрүлүшватқанлиқини қәйт қилди.

хәвәрдә, сийасий мәнпәәткә еришиш бәдилигә пул - мал ианә қилишниң чериклик қануниға зит болуш еһтимали барлиқи әскәртилди.

мәнбәләр, мәзкур тәкшүрүшниң бир қисминиң трампниң сабиқ адвокати майкел коһенға алақидар тәкшүрүш җәрйанида қолға чүшүрүлгән пакитларни тайанч қилидиғанлиқини билдүрди.

йәнә бир тәрәптин, ечилиш мурасими һәйити байанат берип, мурасимниң һәрҗәһәттин қанунларға уйғун һаләттә өткүзүлгәнлики тәкитләнди. байанатта, «һәйәт, һәрқандақ бир тәкшүрүштин хәвәрдар әмәс вә һечбир мупәттиш бу тоғрида алақә орнатмиди. қисқиси, оттурида бир тәкшүрүшниң барлиқиға даир пакитимиз йоқ» дегән ибариләргә орун берилди.

вал ситрит җурналниң хәвиригә ақсарай байанатчиси сараһ сандерсму инкас қайтуруп, «бу һәқтә пирезидент трамп йаки рәпиқисиниң қилидиған бир иши йоқ. пирезидент трампниң қилған әң чоң иши ечилиш мурасимиға иштирак қилиш, қолини көтүрүш вә вәзиписи тоғрисида қәсәм бериш иди. пирезидент у чағда вәзипә башлаш мурасими билән мунасивәтлик ишларға әмәс, вәзипә өткүзүвелиш мусаписигә мәркәзләшкәниди» деди.

трампниң сабиқ адвокати майкел коһен түнүгүн нйу йоркта ечилған сотта 3 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғаниди.

коһен, трамп билән алақиси барлиқи илгири сүрүлгән икки айалға сүкүт қилишлири бәдилигә қанунсиз рәвиштә пул бериш, сайлам сәпәрвәрлик паалийәтлиригә алақидар малийә бәлгилимилиригә хилаплиқ қилиш, банкиларни алдаш вә москвадики бир муқим мүлүк лайиһәси үчүн трампқа васитичи болуш дегәндәк мәсилиләрдә федератсийә хадимлириға йалған ейтиш билән әйибләнгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر