ислам қурултийи иштиракчилириниң тамақлири арисиға чошқа гөшиниңму қойулуши ғулғула пәйда қилди

8 – нойабирда германийәниң пайтәхти берлинда чақирилған 4 – нөвәтлик германийә ислам қурултийиидики зийапәттә чошқа гөшиниңму тамақлар арисиға киргүзүлүши күчлүк наразилиқ пәйда қилди.

1099609
ислам қурултийи иштиракчилириниң тамақлири арисиға чошқа гөшиниңму қойулуши ғулғула пәйда қилди
almanya islam konferansi1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: 28 – нойабирда германийәниң пайтәхти берлинда чақирилған 4 – нөвәтлик германийә ислам қурултийиидики зийапәттә чошқа гөшиниңму тамақлар арисиға киргүзүлгәнликиниң оттуриға чиқиши күчлүк ғулғула қозғиди.

германийәдики дөләт органлири билән мусулманлар арисидики мунасивәтни күчәйтиш вә сақлиниватқан мәсилиләргә чарә издәш мәқситидә 2006 – йилидин чақирилип келиватқан йиғин даирисидики очуқ ресторан кәчлик тамақлириниң арисида чошқа гөшиниңму болушиму наразилиқ пәйда қилди.

иҗтимаий таратқулардики инкасларда, йиғинни орунлаштурған германийә ички ишлар министирлиқи қаттиқ әйибләнди. лекин, чошқа гөшиниң пәқәт бу йилла әмәс, илгирики йиллардики тамақларниң арисидиму барлиқи қәйт қилинди.

германийә ички ишлар министирлиқиниң иҗтимаий таратқу адреси арқилиқ елан қилинған байанатта, 13 түрлүк тамақ сунулғанлиқи, буларниң арисида һалал, көктат, гөш вә белиқ барлиқи билдүрүлди.

тзимликни тәййарлашта иштиракчиларниң охшаш болмиған динларниң мәнсуплуқи икәнликиниң нәзәрдә тутулғанлиқи әскәртилгән байанатта, шундақтиму «бәзи кишиләрниң диний туйғулири рәнҗидә болған болса, буниң үчүн әпсуслинимиз» дейилди.

байанатта йәнә, тамақларниң түрлириниң йенидики қәғәзләргә йезиқлиқ икәнлики, буниңдин сирт мулазимәтчиләргиму тамақлардин вақипландуруш тоғрисида йолйоруқ чүшүрүлгәнлики тәкитләнди.

иҗтимаий таратқудики бәзи кишиләрниң, «ислам германийәгә мәнсуп әмәс, дегән ички ишлар министиридин буниңдин башқини күткили болмайду», «йәһудий қурултийи болған болса, охшаш ишни қилалармиди?», «һөрмәтсизлик», «сәтчилик» дегәндәк инкасларни йезиши диққәтни тартти.

йәнә бәзи болса, йиғинниң мәзмунидинму бәкрәк чошқа гөшиниң күнтәртипкә айлинишини әйибләп, мәзмунға алақидар сақлиниватқан мәсилиләрниң бу сәвәбтин хәлқ арисида қизиқиш қозғийалмиғанлиқидин шикайәт қилишти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر