мусулда аптомобил бомба һуҗуми йүз бәрди

ирақниң мусул шәһиридә аптомобил бомба һуҗуми йүз берип, 3 адәм җенидин айрилди.

1084453
мусулда аптомобил бомба һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: мусул сақчи идариси хадими абдулқадир әлҗубури, шәһәрниң ғәрб тәрипидики бир ресторанға йеқин җайда бир аптомобил бомбиниң партлитилғанлиқини, һуҗумда дәсләпки мәлуматларға асасланғанда, 3 адәмниң өлүп, 6 адәмниң йариланғанлиқини қәйт қилди.

җубури, һазирчә һечқандақ бир тәрәпниң һуҗумниң җавабкарлиқини үстигә алмиғанлиқини, бирақ, даеш террорлуқ тәшкилатини җавабкар, дәп қарайдиғанлиқлирини билдүрди.

ирақниң сабиқ баш министири һәйдәр ибади, 2017 – йили декабирда байанат берип, «мусулниң аридин 3 йил өткәндин кейин даеш террорлуқ тәшкилатидин пүтүнләй қайтуруп елинғанлиқи» ни уқтурғаниди. бирақ, шәһәрниң чөл тәрипи билән ирақ – сурийә чеграсида мәвҗутлуқини давамлаштуруватқан даеш, пат – пат хәвпсизлик күчлири вә пуқраларға қарши һуҗумларни садир қилишни давамлаштурмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر