кәркүк валийлиқ мәһкимиси, даешниң зийанкәшликигә учриғучиларға төләм беришни қарар қилди

ирақниң кәркүк шәһириниң җәнубидики йеза вә өй – маканлири даеш террорлуқ тәшкилатиниң бузғунчилиқиға учриған аилиләргә төләм берилиду.

1079620
кәркүк валийлиқ мәһкимиси, даешниң зийанкәшликигә учриғучиларға төләм беришни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: кәркүкниң муавин валийси әлий һуммади, даеш тәрипидин өй – макани пүтүнләй вәйран қилип ташланған һәрбир аилигә 33 миң доллар әтрапида төләм берилидиғанлиқини уқтурди.

у, районниң даештин қутқузулғиниға бир йил болған болсиму, көчмән һаләттики кишиләрниң қайтип келәлмигәнликини билдүрди вә бу җәһәттә бәзи қәдәмләрниң ташланғанлиқини әскәртти.

мәзкур төләмниң бағдад һөкүмити аҗиритип бәргән кәркүк қурулуш мәблиғидин аҗритилидиғанлиқини билдүргән һуммади, мәһәллий һөкүмәт тәрипидин тәшкилләнгән комитетниң бир һәптә ичидә зийанни ениқлаш хизмәтлирини ахирлаштуридиғанлиқини, арқидин төләм бериш хизмәтлириниң башлинидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر