данийәдә бир гуруппа түрк йашларға маска тақивалған кишиләр қораллиқ һуҗум қилди

данийәдә кимлики намәлум маска тақивалған кишиләр бир гуруппа түрк йашларға оқ чиқарди.

1055476
данийәдә бир гуруппа түрк йашларға маска тақивалған кишиләр қораллиқ һуҗум қилди
danimarka saldiri1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: һуҗумда адәм өлүш вәқәси көрүлмиди, бирақ тохтитип қойулған аптомобил зийанға учриди.

вәқә данийәниң пайтәхти копенһагенниң ғәрбидики түркләр зич олтурақлашқан ишуҗ шәһиридә йүз бәрди.

түрк йашлар бир май қачилаш понкитида өзара сөһбәтлишиватқан пәйттә, йолдин өтүп кетиватқан бир аптумоблидики йүзлиригә маска тақивалған кишиләр оқ чиқарди.

қораллиқ һуҗумда тохтитип қойулғам аптомобил зийанға учриди.

һуҗум қилғучиларниң 3 пай оқ чиқарғанлиқи вә тиз сүрәт қечип кәткәнлики билдүрүлди.

шәһәрдә йеқинқи һәптиләрдин буйан 2 қетим қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргән болуп, сақчилар районни чәмбәрлик көзитиш райони елан қилди.

җәмбәрлик көзитиш райони қаидилиригә бинаән аманлиқни сақлаш күчлири сотниң қарарини алмай турупму пуқраларниң өйлирини, үсти бешини вә аптомобилини тәкшүрүш һоқуқиға игә болиду.

данийә миқйасида йеқин бир һәптә ичидә 9 охшаш болмиған җайда қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргән вә бир қанчилиған пуқраға оқ тәгкән иди.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر