австрийәдә ирқчиларға қарши намайиш өткүзүлди

австрийәниң вийана шәһиридә линкевенде аммиви җәмийәт оргининиң уйуштуруши арқисида ирқчиларға қарши намайиш өткүзүлди.

1046528
австрийәдә ирқчиларға қарши намайиш өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: австрийәниң пайтәхти вийанада ашқун «кимлик һәрикити»әзалири өткүзгән йиғилишқа наразилиқ билдүрүлди.

вийананиң 19-райониға йиғилған намайишчилар «ирқчиларға қаршимиз, натстлар һакимийәткә кәлмисун»дегән мәзмунда хәтләр йезилған лозункиларни көтүрүп меңишти.

кобензел мәйданиға қарап илгирилигән намайишчилар ашқун кимлик һәрикити әзалириниң байанат беришигә рухсәт қилмиди.

бу намайишни уйуштурған линкевенде аммиви җәмийәт оргини байанатчиси дейвид албирич,  натсит кимлик һәрикитигә наразилиқ билдүрүш мәқситидә намайиш өткүзгәнликлирини ейтти.

албрич ирқчиларниң вийана болуп һәр қайси шәһәрләрдә паалийәт қилишиға рухсәт қилмайдиғанлиқлирини әскәртип: германийәниң чемнитз шәһиридә ирқчиларниң мусапир, мусулман вә чәт әлликләргә һуҗум қилишиға қәтий йол қоймаймиз, вийана, чемнитз болуп һәр қайси шәһәрләрдә уларниң паалийәт қилишиға рухсәт қилмаймиз, деди.

ашқун оңчил һөкүмәтниң сийасәтлириниң ирқчилқниң қайтидин баш көтүрүшигә вә җәмийәттә айримчилиқниң пәйда болушиға сәвәб болғанлиқини ейтқан албрич, натстларниң дунйа қаришини йақлайдиған бәзи кишиләрниң һөкүмәт сепида министир болуп вәзипә өтәватқанлиқиниму ейтти.

албрич германийәдә йүз бәргән ирқчилиқ вәқәлириниң австрийәдә қайтиланмаслиқи үчүн җәмийәттики һәр қайси қатлам кишилириниң мусулманларға, көчмәнләргә вә чәт әлликләргә қарши болғанларға қарши бирликтә һәрикәт қилиши лазимлиқини әскәртти.

сақчилар икки тәрәпниң тоқунушуп қалмаслиқи үчүн бихәтәрлик тәдбирлири алди.

бу йилниң бешида германийәниң чемнитз шәһиридә «германийә үчүн әң мувапиқ һәрикәт»партийәси  билән «ғәрбниң исламлишишиға қарши вәтәнпәрвәр йавропалиқлар»еқими (пегида) тәрипидин уйуштурулған намайишларда вәқә йүз берип бир киши өлгәниди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر