америкиниң пәләстин азадлиқ тәшкилатиниң вашингтондики ишханисини тақиветидиғанлиқи билдүрүлди

доналд трамп даирилириниң, пәләстин азадлиқ тәшкилатиниң вашингтондики ишханисини бүгүн уқтуруш елан қилип тақиветидиғанлиқи билдүрүлди.

1046342
америкиниң пәләстин азадлиқ тәшкилатиниң вашингтондики ишханисини тақиветидиғанлиқи билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: америкида чиқидиған валл ситрит җорнал гезитиниң ақсарайдики йуқири дәриҗилик әмәлдарларни мәнбә қилип бәргән хәвиридә, уқтурушни ақсарай дөләт хәвпсизлик ишлири мәслиһәтчиси җон болтонниң елан қилидиғанлиқи қәйт қилинди.

хәвәрдә, болтонниң пәләстин азадлиқ тәшкилатиға алақидар байанатиниң лайиһә текистидики ибариләргиму орун берилгән болуп, униңда болтонниң «америка қошма иштатлири, дост вә иттипақдешимиз исраилийә билән һәрдаим йанмуйан турмақта. пәләстинликләр, исраилийә билән биваситә вә үнүмлүк сөһбәтләрни башлашни рәт қиливатқаникән, трамп рәһбәрлики бу ишханини очуқ тутмайду» дегән ибариләрни ишлитидиғанлиқи әскәртилди.

болтонниң байанатида, америка қошма иштатлири вә исраилийә үстидин тәкшүрүш елип беришни башлиған тәқдирдә, хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисигә ембарго йүргүзүш тоғрисида қарар чиқиришлириниң мумкинликини тилға елип өтидиғанлиқиға ишарәт қилинди.

америка даирилири йеқинда б д т пәләстинлик мусапирларға йардәм бериш оргиниға бериватқан малийә йардәмлирини пүтүнләй тохтитиветишни қарар қилғаниди.

америка пирезиденти доналд трамп өткән һәптидики бир байанатида, пәләстин даирилири америка қошма иштатлириниң мурәссәләштүрүши астида исраилийә билән өткүзүлүши пиланлиниватқан тинчлиқ сөһбәтлиригә иштирак қилишни қобул қилғучә пәләстингә иқтисадий йардәм бәрмәйдиғанлиқини қәйт қилғаниди.

трамп даирилири, «йүз йилниң келишими» дәп атиливатқан исраилийә – пәләстин мәсилисигә чарә тепишни нишан қилған бир пилан үстидә баш қатуруватқанлиқини билдүргән, пәләстин дөләт рәиси мәһмуд аббас пиланға «йүз йилниң мушти» дәп баһа бәргән вә америкилиқ әмәлдарлар билән көрүшүшни рәт қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر