әсәдниң обамаға мәхпий хәт әвәткәнлики ашкариланди

америкиниң сабиқ ташқи ишлар министири җон керрий бәшшар әсәдниң исраилийә билән тинчлиқ музакирилири өткүзүш үчүн барак обамаға мәхпий хәт әвәткәнликини билдүрди.

1043489
әсәдниң обамаға мәхпий хәт әвәткәнлики ашкариланди

түркийә авази радийоси хәвири: бәшшар әсәдниң исраилийә билән тинчлиқ музакирилири өткүзүш мәқситидә америкиниң сабиқ пирезиденти барак обамаға мәхпий һалда хәт әвәткәнлики ашкариланди.

америкиниң сабиқ ташқи ишлар министири җон керрий тәрипидин йезилған «һәр күн башқа»намлиқ китабта, 2010-йили әсәдниң исраилийә билән тинчлиқ музакирилири өткүзүшигә вастә болуши үчүн пирезидент барак обамадин йардәм тәләп қилғанлиқини ейтти.

керрие китабида  әсәдниң обамаға «исраилийә тәрипидин 1967-йили ишғал қилинған голан төпилики сүрийәгә қайтуруп берилгән тәқдирдә сүрийә һакимийитиниң бәзи қәдәмләрни ташлашқа тәййар икәнликини йәткүзгәнликини»йазди.

әсәдниң бу хәтни исраилийә баш министири бунйамин нетанийаһуғиму әвәткәнликини йазған керрий, нетанйаһуниң әсәдниң бу тәклипигә «һәйран қалғанлиқини»әскәртти.

китабта әсәдниң хетидин кейин 2011-йилниң дәсләпки айлириғичә америкиниң мурәссәләштүрүши арқисида «исраилийә билән сүрийә һакимийити арисида музакирә өткүзүлгәнлики», лекин бу музакириләрдә илгириләш һасил болмиғанлиқи қәйт қилинди.

әсәдниң сүрийә билән исраилийә арисида тинчлиқ орнитилиши үчүн көрсәткән тиришчанлиқиниң нәтиҗисиз ахирлишишиниң әксичә тел авив һакимийити билән келишим һасил қилишни арзу қилидиғанлиқиниму йазған керрий, вашингитон һакимийитиниң әсәдниң сәммийитини синап беқиш үчүн әсәдттин « һизбуллаһни қорал билән тәминләшкә хатимә бериш»ни тәләп қилғанлиқини, лекин әсәдниң вәдисидә турмиғанлиқини әскәртти.

әсәд һакимийитиниң сүрийәдә елип барған қәтлиамлири үстидә алаһидә тохталған керрий, китабида муну ибаригә орун аҗратти: «төт метир нериңизда олтуруп сизгә йалған гәп қилалиған бирси өз хәлқини өлүмгә иттиргәндин кейин дунйағиму асанла йалған гәп қилалайду.»

җон керрий сүрийәни обама һакимийити тәрипидин қалдуруп қойулған «еғир җараһәт»дәп тәриплиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر