моңғулийәдики су апити кишиләрниң җениға замин болди
моңғулийәдә мушу йилниң бешидин буйан шиддәтлик йамғур сәвәб болған су апәтлиридә 63 киши һайатидин айрилди.
1028980
түркийә авази радийоси хәвири: шинхуа агентлиқиниң хәвиридә билдүрүлишичә, дөләтлик җиддий һаләтләрни башқуруш идариси тәрипидин елан қилинған байанатта моңғулийәдики шиддәтлик йамғурниң дәрйаларниң тешип кетишгә сәвәб болғанлиқи билдүрүлгән.
байанатта, мәңғулийә миқйасида 2018 – йилиниң бешидин буйан йүз бәргән су апәтлиридә 15 кичик билини қошқанда, җәмий 63 кишиниң өлгәнлики қәйт қилинған.
метеорологийә идариси мәсуллири алдинқи ай моңғулийәгә тәсир көрситишкә башлиған шиддәтлик йамғурниң бу айниң ахириғичә давамлишидиғанлиқини тәхмин қилишмақта.