ирақ даеш мәзгилидә мусулда вәзипә өтигән дөләт мәмурлирини вәзипидин елип ташлиди

ирақниң мусул шәһиридә даеш террорлуқ тәшкилати мәзгилидә дөләт органлиридики хизмәтлирини давамлаштурған йуқири дәриҗилик мәмурлар вәзипидин елип ташланди.

1028062
ирақ даеш мәзгилидә мусулда вәзипә өтигән дөләт мәмурлирини вәзипидин елип ташлиди

түркийә авази радийоси хәвири: мусул вилайәт мәҗлиси, даеш мәзгилидә шәһәрдики дөләт идарә – органлирида шөбә мудири вә униңдин йуқири дәриҗилик вәзипиләрни өтәшни давамлаштурған кишиләрниң вәзиписидин елип ташлиниши тоғрисида қарар чиқарди.

мусул валийси нәвфәл һуммади әссултан йеңи қарарни мақуллиғанлиқини билдүрүп, «тәшкилат билән һәмкарлиқ орнитип, уларға йардәм қилғучиларға башқа пурсәт берилмәслики керәк» деди вә қарарниң тез сүрәттә иҗра қилинидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.

мусулниң сабиқ валийси әсл әннуҗәйфи қарарға қаттиқ қарши турди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر