испанийәдә бир айропиланда йанфун батарийәси партлап кәтти

қаттиқ чөчүп кәткән йолучилар қорқунчтин өзлирини сиртқа етишқа тиришти.

1024034
испанийәдә бир айропиланда йанфун батарийәси партлап кәтти

 

түркийә авази радийоси хәвири: испанийәниң бәрселона шәһиридә ирландийә һава йоли ширкити «Ryanair» ға тәвә айропилан қозғилиштин илгири айропилан ичидә йанфон батарийәси партлап кәтти.

қаттиқ чөчүп кәткән йолучилар қорқунчтин өзлирини сиртқа етишқа тиришти.

йолучиларниң айропиландин чиқиши үчүн бирла дәрвазә ечилған болғачқа, чиқиш әснасида қисти қистаңчилиқ йүз бәрди. 

йавропа йобичә әң әрзан баһалиқ һава йоли ширкити дәпму билиниған «Ryanair» һава йоли ширкити қаттиқ тәнқидкә учриди.

йолучилар айропиландики күткүчиләрниң йетәрлик дәриҗидә көңүл бөлмигәнликини вә барлиқ дәрвазиларни тақап қойуп, бирла дәрвазини ачқанлиқи сәвәбидин қистаңчилиқ йүз бәргәнликини ейтти.

«Ryanair» һава йоли ширкити хадимлири хизмәт шараитлириниң йахшилап берилишини тәләп қилип иш ташлиғанлиқи сәвәбидин қейин күнләрни баштин кәчүрмәктә. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر