мәсҗиди әқсаниң ишиклири қайтидин ечилди

исраилийә сақчилири җүмә намизи оқулуп болған чағда җамаәткә һуҗум қилғандин кейин тақивалған мәсҗиди әқсаниң ишиклирини қайтидин ачти.

1021242
мәсҗиди әқсаниң ишиклири қайтидин ечилди

түркийә авази радийоси хәвири: қуддус исламий фонди җәмийәтләр идарисиниң ахбарат васитилири байанатчиси фирас дибис, бу һәқтә елан қилған йазма байанатида, мәсҗиди әқсаниң ишиклириниң қайта ечилғанлиқини әскәртти.

мәсҗиди әқсаниң ишиклириниң ечилишидин кейин онларчә киши намаз оқуш үчүн тәкбир ейтқан һалда мәсҗиди әқсаға кирди.

исраилийә күчлири вәқәләр җәрйанида пәләситнликләр панаһланған қиблә мәсҗидигиму аваз бомбиси етип, киришләрни тақивалғаниди. бу җәрйанда көп санда пәләстинлик қолға елинған вә йариланғаниди.

йәнә бир тәрәптин, исраилийәгә қарашлиқ қуддус шәһәрлик һөкүмитиниң башлиқи нир баракатму исраилийә сақчилири билән бирликтә ишикләр тақақлиқ пәйттә мәсҗиди әқсаға киргәниди.

исраилийә сақчилири җүмә нүмизидин кейин мәсҗиди әқсадики җамаәткә йаш аққузуш бомбиси билән һуҗум қилған, җамаәтни тарқитивәткәндин кейин муқәддәс һәрәмниң барлиқ ишиклирини тақивалған, арқидин қуббәтус сәһра билән қиблә мәсҗидини қоршивалғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر