хәвпсизлик кеңиши тәрәпләрни қибрис мәсилисини һәл қилиш басқучини теләштүрүшкә чақирди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши барлиқ тәрәпләрни қибрис мәсилисини һәл қилиш үчүн сийасий ирадисини намайән қилишқа вә бу басқучни тезләштүрүшкә чақирди.

1020527
хәвпсизлик кеңиши тәрәпләрни қибрис мәсилисини һәл қилиш басқучини теләштүрүшкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: қибристики бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқни сақлаш қисминиң вәзипә өтәш муддитиниң йәнә 6 – ай узартилиши нишан қилинған қанун тәклипи, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши тәрипидин бирдәк аваз билән мақулланди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши қибристики бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқни сақлаш қисминиң вәзипә өтәш муддитини 2019 – йили 31 – йанварғичә узартишни қарар қилди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң башлиқи олоф скоң мухбирларни күтүвелиш йиғинида қилған сөзидә, қарарда йәнә, барлиқ тәрәпләрниң қибрис мәсилисини һәл қилиш үчүн сийасий ирадисини намайән қилиш вә басқучни тезләштүрүшкә чақириқ қилинғанлиқини ейтти.

мәлуматларға қариғанда, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң әң узун муддәт паалийәт елип барған тинчлиқни сақлаш қисимлиридин бири болған қибристики тинчлиқни сақлаш қисми 1964 – йилдин буйан аралда вәзипә өтәп келиватқан болуп, америка қошма иштатлири қибристики бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқни сақлаш қисминиң қайтидин тәшкил қилинишини тәләп қилмақта икән.

трамп һөкүмити қибристики тинчлиқни сақлаш қисмини қайтидин тәшкил қилиш вә әскәр санини азайтишни тәләп қилмақта икән. америка қошма иштатлириниң бу һәқтики иккинчи тәлипи болса, қибристики тинчлиқни сақлаш қисмини тамамән әмәлдин қалдуруш икән. бирақ дипломатик мәнбәләрниң билдүрүшичә, америкиниң бу тәлипигә әнглийә, фирансийә, русийә вә хитай қатарлиқ дөләтләр қарши икән.

җәнубий қибрис рум һакимийитиму қибристики бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқни сақлаш қисминиң әскәр санини азайтилиш йаки тамамән әмәлдин қалдурулуш еһтималлиқидин әндишә қилидикән, шималий қибрис түрк җумһурийити болса, «қибристики бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқни сақлаш қисми әһмийитини асасий җәһәттин йоқатқан» дәп қарайдикән.

игилинишичә, қибристики бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқни сақлаш қисмида 1021 киши вәзипә өтәватқан болуп, буниңдин 150 и пуқра, 750 и әскәр, 52 си һәрбий хадим икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر