белучистанда мотосиклит бомба партлаш вәқәси йүз бәрди

пакистанниң ғәрбидики белучистан өлкисигә қарашлиқ чаман районида йүз бәргән вәқәдә, әтраптики биналар билән аптомобиллар еғир зийанға учриди.

1016309
белучистанда мотосиклит бомба партлаш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистанда аманлиқни сақлаш қисимлириға тәвә бир аптомобил өтүватқан пәйттә, мотосиклит бомбиниң партилитилиши нәтиҗисидә, дәсләпки мәлуматларға көрә, 5 киши йаридар болған.

пакистанниң ғәрбидики белучистан өлкисигә қарашлиқ чаман районида, аманлиқни сақлаш қисимлири өтүватқан пәйттә, йол йақисиға тохтитип қойулған мотосиклит бомба узақтин тизгинәк билән партилитилди.

партлашта әтраптики аптомобиллар вә биналар зийанға учриған болуп, дәсләпки мәлуматларда билдүрлишичә, 5 киши йаридар болған.

сақчилар вә әскәрләр тәрипидин район контироллуқ астиға елинди. йаридарлар әтраптики дохтурханиларға йолланди.

сақчи даирилири һуҗумниң ийул ейида йүз бәргән башқа һуҗумларға охшаш сийаисй партийә йиғилишлирини һуҗум нишани қилмиғанлиқини әскәртти.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر