обама ата йуртини зийарәт қилди

америкиниң сабиқ пирезиденти барак обама ақ сарайдин айрилғандин кейин тунҗи африқа зийаритини кенийәдә елип барди.

1013601
обама ата йуртини зийарәт қилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара мәтбуатларда орун алған хвәрәләрдә билдүрүлишичә, обама әң дәсләп кенийә дөләт рәиси уһуру кенйатта вә өктичи рәһбәр раила удинга билән көрүшкәндин кейин, когело йезисида йашайдиған уруқ - туғқанлирини зийарәт қилди.

алаһидә бихәтәрлик тәдбирлири астида когело йезисиға йетип барған барак обама, пирезидент болғандин кейин һәмминиң диққәт мәркизигә айлинип, нам чиқарған йезисида нурғун санда хәлқ аммиси тәрипидин қарши елинди.

обама өгәй чоң аниси сараһ обама билән көрүшүп, аилә әзалири билән сөһбәтләшти. андин укиси аума обама тәрипидин қурулған тәнтәрбийә вә кәспий тәрбийәләш мәркизиниң ечилиш мурасимиға қатнашти.

обама ата йүрти һесаблинидиған когело йезисини 2006йили палата әзаси болғандин кейин зийарәт қилған вә пирезидент болғандин кейин 2015йили кенийәдә зийарәт болған иди.

обаманиң кенийәдин кейин җәнубий африқида зийарәт болуши пиланланмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر