һиндистанда йүз бәргән су апитидә нурғун киши қаза қилди

һиндистанниң бомбай шәһиридә йүз бәргән су апитидә 66 киши һайатидин айрилди.

1010193
һиндистанда йүз бәргән су апитидә нурғун киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йәрлик таратқуларниң хәвәр қилишичә, һиндистанниң бомбай  шәһири вә әтрапида бултурниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда техиму көп йағқан қара йамғур кәлтүрүп чиқарған сәл сәвәбидин 10 күн ичидә 66 киши һайатидин айрилған,  бомбай шәһиридә 108 айропилан вә көплигән пойиз сәпәрлири бикар қилинған.

хәвәрләрдә дейилишичә, һиндистанда ийун ейида башланған пәсиллик йамғур ийул ейи етибари билән һәрқайси районларға тәсир көрсәтмәктә икән.

бултур пәсиллик йамғур мәзгилиниң дәсләпки ейида 26 киши һайатидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر