шиветсийә ғәззә қамилиниң бикар қилиниши тоғрулуқ чақириқта болди

шиветсийә ташқи ишлар министири маргот валистрөм исраилийәниң ғәззә қамилини бикар қилиши тоғрулуқ чақириқта болди.

1007784
шиветсийә ғәззә қамилиниң бикар қилиниши тоғрулуқ чақириқта болди

түркийә авази радийоси хәвири:  валистрөм шиветсийә парламентида парламент әзалириниң соаллириға җаваб бәргәндә, ғәззәдә әһвалниң интайин хәтәрлик икәнликини әскәртиш билән бир вақитта, 30 – марттин буйан давамлишиватқан намайишларда 136 кшиниң һайатидин айрилғанлиқини, 15 миңдин артуқ кишиниң йариланғанлиқини қәйт қилди.

исраилийәгә ғәззәгә йүргүзүватқан қамални бика рқилиши тоғрулуқ чақириқта болған валистрөм, районға әвәтилгән теббий вә инсанпәрвәрлик йардәм буйумлириниң өз җайиға йәткүзүлүшиниң зөрүрлүкини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر