исраилийә ғәззәдә йәнә зораванлиқ қилди

исраилийә рамизан ейиниң ахирқи җүмә күнидә ғәззәдә йәнә зораванлиқ қилди.

989280
исраилийә ғәззәдә йәнә зораванлиқ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ғәззә чеграсида өткүзүлгән вә тәхминән 10 миң киши қатнашқан «кәң көләмлик йуртқа қайтиш сәпири» вә «қуддус күни» намайишлирида пәләситнлик пуқралар йәнә исраилийә дөләт хәвпсизлик күчлириниң һуҗум нишаниға айлинип қалди.

исраилийә әскәрлири түркийә байриқини көтүрүвалған пәләситнликләр қурған чедирларға учқучисиз һава аппаратлири арқилиқ от қойуп бәрди.

ғәззәдики сәһийә министирлиқиниң билдүрүшичә, исраилийә әскәрлириниң оқ чиқириши нәтиҗисидә 4 пәләситнлик шеһит болған, 600 дин артуқ пәләситнлик йариланған.

өткән һәптә йаридарларға мудахилә қилиш үчүн саһәдә вәзипә өтәватқан пәләситнлик систера рәззан әннәҗҗарни қәтл қилған исраилийә әскәрлири түнүгүнму йәнә 2 нәпәр сәһийә хадими билән 5 нәпәр ахбарат васитилири хадимини йариландурди.

ғәззәдики сәһийә министирлиқиниң мәлуматлириға қариғанда, 117 киши һәқиқий оқ билән йариланған болуп, йариланғанлардин 26 си нарисидә бала,  14 и айал икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر