ирақта нурғун даешчи өлтүрүлди

ирақниң салаһидин вилайитидә террорлуқ тәшкилати даешқа қарши елип берилған һәрбий һәрикәттә 13 террорчи өлтүрүлди.

987239
ирақта нурғун даешчи өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: салаһидин вилайәтлик мәҗлиси аманлиқни сақлаш комитетиниң әзаси мәһди тақиниң ейтишичә, салаһидин вилайитигә қарашлиқ самара наһийәси әтрапида террорлуқ тәшкилати даешқа қарши елип берилған һәрбий һәрикәттә 13 даешчи өлтүрүлгән.

тақиниң әскәртишичә, һәрбий һәрикәт террорлуқ тәшкилати даешниң  районда вәзипә өтәватқан дөләт хәвпсизлик күчлиригә һуҗум қилишидин кейин елип берилған болуп, салаһидин вилайитиниң чөл районида даеш унсурлириға қарши башланған һәрбий һәрикәт мушу һәптиниң ахирлиғичә давамлишидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر