нигарагуада һөкүмәт намайишчиларни мурәссәлишишкә чақирди

оттура америка дөлити никарагуада һөкүмәт намайишчиларни мурәссәлишшикә чақирди.

986872
нигарагуада һөкүмәт намайишчиларни мурәссәлишишкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири؛ оттура америка дөлити никарагуада намайишчилар билән сақчилар арисида тоқунуш келип чиқип 5 адәм өлди.

һөкүмәт намайишларниң әвҗ елип зораванлиқ вәқәлириниң улғийип кетишигә қарита намайишчиларни мурәссәлишишкә чақирди.

никарагуада апрелдин буйан давамлишиватқан намайишларда мәйданға кәлгән вәқәләрдә һазирғичә 120 адәм җенидин айрилди.

өктичиләр һөкүмәтни қоллайдиған бир түркүм қораллиқ кишиләрниң намайишчиларға оқ чиқирип, кечиси шәһәрни кезип булаң-талаң қилғанлиқлири, һәтта кишиләргә зораванлиқ қилғанлиқлирини илгири сүрмәктә.

апрелда һөкүмәтниң иҗитимаий суғурта ислаһатлириға қарши башлиған намайишлар узун өтмәйла мәмликәтниң һәр қайси җайлириға кеңийип кәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر