пәләстинликләрни қоғдаш лайиһәси авазға қойулиду

пәләстинликләрни хәлқаралиқ қоғдаш астиға елишни тәләп қилған лайиһә, бүгүн (1-ийун) б д т хәвпсизлик кеңишидә авазға қойулиду.

983527
пәләстинликләрни қоғдаш лайиһәси авазға қойулиду

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстинликләрни хәлқаралиқ қоғдаш тәдбирлири тәләп қилған лайиһә, бүгүн б д т хәвпсизлик кеңишидә авазға қойулиду.

б д т хәвпсизлик кеңишиниң вақитлиқ әзалиридин күвәйт тәрипидин кеңәшкә сунулған вә тәхминән икки һәптидин буйан "содилиқ" қилиниватқан лайиһәниң түнүгүн (31-май) авазға қойулуши пилан қилинивататти.

дипломатик мәнбәләр күвәйтниң йавропа дөләтлириниң қоллишини қолға кәлтүрүш үчүн лайиһәниң тили вә бәзи ипадиләшләрни өзгәрткәнликини билдүрди.

хәвпсизлик кеңишидә рәт қилиш һоқуқиға игә вә һәр қетимлиқ мунбәрдә исираилийәни қоғдап келиватқан америка, барлиқ өзгәртишләргә қаримастин лайиһәни рәт қилидиғанлиқини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر