фирансийәниң хитайға ишлигән 4 ахбарат хадими сотлинишқа башлиди

фирансийәдә ташқи ахбарат оргининиң хитай үчүн ишлигән 4 хадими үстидин 30 йилғичә қамақ җазаси бериш тәлипи билән сотлаш башланди.

978870
фирансийәниң хитайға ишлигән 4 ахбарат хадими сотлинишқа башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: «‹ Le Monde › гезити» ниң хәвәр қилишичә, бултур декабирда елип берилған бир тәкшүрүш җәрйанида, фирансийә ташқи ахбарат оргининиң 4 нәпәр хадиминиң хитай үчүн ишлигәнлики оттуриға чиққан. шуниң билән, бу кишиләр үстидин 30 йилғичә қамақ җазаси бериш тәлипи билән сотлаш башланған.

гезитниң «‹ TMC › телевизийә қанили» да тарқитилған « Quotidien » пирограммисида оттуриға қойулған дәваларниң испатланғанлиқи әскәртилгән хәвиридә мундақ дейилгән: «мәзкур кишиләр бейҗиң һөкүмити үчүн фирансийәниң муһим ахбаратлирини топлаш мәқситидә ишлитилгәнлики тоғрулуқ гуман туғдурған, шуниң билән тәкшүрүш башланған .»

фирансийә дөләт мудапиә министирлиқи бу дәваларниң растлиқини, мәзкур кишиләрниң дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш вә дөләткә хийанәт қилиш җинайәтлири билән сотқа тартиливатқанлиқини уқтурди. министирлиқ, бу кишиләрдин иккисиниң фирансийә ташқи ахбарат оргининиң пинсийонер хадими икәнлики тоғрулуқ мәлумат бәрди, бирақ уларниң қачан пинсийәгә чиққанлиқи вә қайси усулда  «қош тәрәплик җасуслуқ паалийәтлири» ни елип барғанлиқи һәққидә мәлумат бәрмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر