ислам һәмкарлиқ тәшкилати хәлқара җәмийәтни пәләстин хәлқини қоғдашқа чақирди

түркийәниң тәклипигә бинаән ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң түнүгүн истанбулда чақирилған алий дәриҗилик рәһбәрләр пәвқуладдә йиғининиң байаннамисидә, хәлқара җәмийәт пәләстин хәлқини қоғдашқа чақириқ қилинди.

974489
ислам һәмкарлиқ тәшкилати хәлқара җәмийәтни пәләстин хәлқини қоғдашқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: ислам һәмкарлиқ тәшкилати алий дәриҗилик рәһбәрләр пәвқуладдә йиғинидин кейин елан қилинған байаннамидә, исраилийәниң пәләстин  терротерийәлиридә йүргүзүватқан инсан қелипидин чиққан вәһшийликлири вә зулум – ситәмлири сәвәбидин, исраилийә «ишғалчи күч» дәп аталди һәмдә исраилийәниң җавабкарлиққа тартилиши тәкитләнди.

исраилийә күчлири тәрипидин садир қилинған җинайәтләр вә йүргүзүлгән қәтлиамларниң тәкшүрүлүши һәмдә исраилийә даирилириниң бу мәсилидики җинайи мәсулийәтчанлиқлириниң бекитилиши мәқситидә мутәхәссисләрдин тәшкил тапқан хәлқаралиқ мустәқил тәкшүрүш комитети қурулуши тәләп қилинди.

бу комитетниң дәлил – испатлириниң хәлқаралиқ органлар вә хәлқаралиқ тәшкилатларға йәткүзүлүши үчүн дәрһал һәрикәткә өтүши тәләп қилинди.

хәлқара җәмийәт  пәләстин хәлқини қоғдаш үчүн районға хәлқара тинчлиқ сақлаш күчи әвәтиш йоли қатарлиқ хизмәтләрни ишләш үчүн дәрһал һәрикәткә өтүшкә чақириқ қилинди.

буниңдин башқа йәнә, бу мәсилиниң дәрһал һәм бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишидә, һәм бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишидә, һәмдә кишилик һоқуқ кеңишидә күнтәртипкә киргүзүлүши тәләп қилинди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишини өз ичигә алған пүткүл хәлқара җәмийәт, пәләстин билән мунасивәтлик хәлқара қанун вә хәлқара түзүмни қоғдаш әһдинамилиригә риайә қилишқа чақириқ қилинди.

байаннамидә, исраилийә ишғал күчлири тәрипидин садир қилинған вә вәһшийләрчә җинайәтләрдин тәшкил тапидиған қилмишларниң, америка қошма иштатлириниң исраилийәниң   бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишидә һесаб беришигә тосқунлуқ қилиши сәвәбидин садир қилиниватқанлиқи тәкитләнди.

бу җинайәтләрниң америка қошма иштатлириниң тел авивдики баш әлчиханисини исраилийәниң ишғалийити астидики қуддусқа йөткәш тоғрулуқ чиқарған қанунсиз қарариниң арқа пилани даирисидә садир қилиниватқанлиқи әскәртилгән байаннамидә, буниң, исраилийәниң пәләситн хәлқигә пәрвасизларчә муамилә қилишида  исраилийә һөкүмитини җасарәтләндүрүватқанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «ислам һәмкарлиқ тәшкилати өз тәқдирини өзи бәлгиләш вә 1967 – йили 4 – ийун күни бекитилгән чегра линийәлири асас қилинған һалда, пайтәхти қуддус болған мустәқил вә игилик һоқуқлуқ пәләстин дөлити қуруш һәқ – һоқуқлирини өз ичигә алған, ваз кечилмәс миллий һәқ – һоқуқлириға еришиш тиришчанлиқлирида пәләстин хәлқигә қарита пиринсиплиқ йардәмберидиғанлиқимизни йәнә бир қетим тәкрарлаймиз,  барлиқ әза дөләтләрни пәләстин дөлитини рәсмий етирап қилишқа чақиримиз. америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң қуддусни исраилийәниң аталмиш пайтәхти дәп етирап қилиш нишан қилинған қанунсиз қарарини рәт қилимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر