афғанистанда бомба һуҗуми йүз берип бир қомандан қаза қилди

афғанистанниң җәнубидики қәндиһар вилайитидә йүз бәргән бомба һуҗумида қәндиһар чегра мудапиәси қисимлириниң қомандани һайатидин айрилди.

954114
афғанистанда бомба һуҗуми йүз берип бир қомандан қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җамаәт хәвпсизлики тармақлириниң билдүрүшичә, қәндиһар вилайәтлик чегра мудапиәси қисимлириниң қомандани җанан афған рәсмий аптомобилиға орунлаштуруп қойулған бомбиниң йирақтин контирол қилинидиған тизгинидәк билән партлитилиши нәтиҗисидә һайатидин айрилған, үч муһапизәтчиси йариланған.

һуҗумниң җавабкарлиқини талибан өз үстигтә алған.

бу арилиқта, талибан тәшкилатиға әза террорчилар афғанистанниң гур вилайитиниң мәркизи фируз коһ шәһиригә җайлашқан сайлам мәркизигә бесип кирип, 5 кишини тутуп кәткән.

гур җамаәт хәвпсизлики баш идариси байанатчиси муһәммәд иқбал низаминиң ейтишичә, террорчилар фируз коһ шәһиридики сайлам мәркизигә бесип кирип, 3 җамаәт хәвпсизлики хадими билән мәркәзниң бихәтәрликини қоғдайдиған 2 сақчини тутуп кәткән.

дөләт хәвпсизлик күчлири талибан тәрипидин тутуп кетилгәнләрни қутқузуш үчүн һәрикәткә өткән.

афғанистанда 20 – өктәбир күни өткүзүлүши пиланлиниватқан парламент әзалири сайлими үчүн сайлиғучиларни тизимға елиш хизмити 14 – апрел башланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر